америка, әнглийә вә фирансийә иранни, русийә исираилийәни әйиблиди

б д т баш катипи антонийо гутеррес оттура шәрқтә җиддий вәзийәтниң техиму кәскинлишип кәтмәслики үчүн иран билән исираилийәни салмақ болушқа чақирди.

2127718
америка, әнглийә вә фирансийә иранни, русийә исираилийәни әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: б д т баш катипи антонийо гутеррес исираилийәниң тәлипи билән топланған хәвпсизлик кеңиши йиғинида сөз қилип, оттура шәрқтә җиддийләшкән вәзийәтниң район вә дунйа үчүн хәтәрлик икәнликини билдүрди.

у: «һазир салмаш болидиған вә җиддий вәзийәтни пәсәйтидиған вақит. иранниң районда вәзийәтни техиму җиддийләштүрүвәткәнликини әйибләймән вә тәрәпләрни салмақ болушқа чақиримән» деди.

у 1-апрел (2024) исираилийәниң сүрийә пайтәхти дәмәшиқтики әлчихана бинасини бомбардиман қилғанлиқиниму шу күни әйиблигәнликини хатириләтти вә мундақ деди:

«оттура шәрқтә бир қанчә сәптә һәрбий тоқунушқа сәвәб болуши мумкин болған һәрикәтләрдин имканийәтниң баричә йирақ туруш лазим.»

у ғәззәдики инсаний киризисниң еғирлашқанлиқини, районда уруш тохтитишниң зөрүр икәнликини, әсирләрни қойуп бериш вә инсанпәрвәрлик йардәмлириниң йәткүзүлишидә һәммә кишиниң мәсулийити барлиқини қәйт қилди.

у сөзиниң ахирида: «мәйли район болсун йаки дунйа болсун, урушқа бәрдашлиқ берәлмәйду» деди.

америка, әнглийә вә фирансийә қатарлиқ дөләтләрниң б д т дики даимий вәкиллири иранни әйиблиди. русийәниң даимий вәкили вассилй небензийа болса, исираилийәниң 1-апрел сүрийәдики иран әлчихана бинасиға қилған һуҗумини күнтәртипкә елип кәлди.

у мундақ деди:

«биз һазир көргән нәтиҗә шуки, дипломатик орунға һуҗум қилиш, хәлқаралиқ қанун бойичә уруш сәвәби болуп һесаблиниду. әгәр ғәрбтики бир дөләтниң дипломатик орни мушундақ бомбардиман қилинған болса, бу йәрдә дәрһал интиқам дәйттиңлар.»

арқидин иран даимий вәкили әли керим мақам сөз қилди. у б д т хәвпсизлик кеңишиниң исираилийәниң дәмәшиқтики иран әлчихана бинасиға қилинған һуҗумни көрмәскә салғанлиқини илгири сүрди.

у исираилийәниң һуҗуминиң хәлқаралиқ қанунға хилап икәнликини, әмма америка вә әнглийә қатарлиқ дөләтләрниң мәзкур мәсилини хәвпсизлик кеңишидә бастуруп қойғанлиқини؛ иранниң болса, қанунлуқ өзини қоғдаш һоқуқидин пайдилинип, исираилийәниң һәрбий базилирини һуҗум нишани қилғанлиқини қәйт қилди.

исираилийәниң б д т дики даимий вәкили гилас ердан иранниң сийасий мәқсәтлирини әмәлгә ашуруш үчүн мәзкур һуҗумларни елип берип, район тинчлиқиға тәһдит салғанлиқини әскәртти.

у мундақ деди:

«хәлқаралиқ җәмийәт иранни тохтитиш үчүн һәрикәткә өтүши керәк.»

исираилийә 1-апрел (2024) иранниң сүрийә пайтәхти дәмәшиқтики әлчихана бинасини бомбардиман қилип, йәттә иранлиқни өлтүргән иди. буларниң ичидә иран инқилабий муһапизәтчиләр қисминиң икки генерали бар иди.

иран буниң дөләт земиниға һуҗум қилғанлиқ болидиғанлиқини вә өч алидиғанлиқини елан қилған иди. исираилийә болса, иранниң һуҗумлириға җаваб қайтуридиғанлиқини билдүргән иди.

иран 13-апрел кечидә исираилийәгә қаритип йүзләрчә учқу вә онларчә башқурулидиған бомба қойуп бәрди. нәтиҗидә, исираилийәниң бәзи һәрбий базилириға башқурулидиған бомба чүшкәнлики қәйт қилинди.

исираилийә учқу вә башқурулидиған бомбиларниң көпинчисиниң һава қалқан системиси тәрипидин тосувелинғанлиқини, җәнубтики һәрбий базиға бир башқурулидиған бомба чүшкәнликини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر