афғанистанда арқиму арқа кәлкүн йүз бәрди

афғанистанда йеқинқи үч күндә арқиму арқа йүз бәргән кәлкүн сәвәбидин 33 киши җенидин айрилди.

2127602
афғанистанда арқиму арқа кәлкүн йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: афғанистан вақитлиқ һөкүмитиниң тәбиий апәтләргә тақабил туруш министирлиқиниң байанатчиси молла җанан саик ахбарат елан қилип, йеқинқи үч күн ичидә йүз бәргән кәлкүндә фараһ, һират, забул вә қәндәһар вилайәтлиридә әң көп өлүм-йетим һадисилириниң көрүлгәнликини билдүрди.

у 21 вилайәттә кәлкүн йүз бәргәнликини, саик вилайитидә 33 кишиниң җенидин айрилип, 27 кишиниң йариланғанлиқини, 200 туйақ чарва малниң өлгәнликини, 600 дин артуқ өйниң  өрүлүп чүшкәнликини вә 200  гектар деһқанчилиқ етизиниң пүтүнләй бузғунчилиққа учриғанлиқини әскәртти.

афғанистанда қиш пәслидә йағқан қарниң һаваниң иссиши нәтиҗисидә ериши, йамғур йеғиши вә ул-әслиһәләрниң йетәрлик болмаслиқи сәвәбидин кәлкүн апәтлири көп йүз бериду. бу түпәйли афғанистанда һәр йили йүзләрчә киши җенидин айрилиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر