коломбийәдә бир журналист қораллиқ һуҗумға учрап қаза қилди

журналист җем васкуес кукута шәһиридә бир магезинда нәрсә-керәк сетивелиш җәрйанида қораллиқ һуҗумға учриди.

2127786
коломбийәдә бир журналист қораллиқ һуҗумға учрап қаза қилди

түркийә авази радийоси хәвири: коломбийәниң кукута шәһиридә журналист җем васкуес қораллиқ һуҗумға учриди.

даириләр журналист  җем васкуесниң бәдинигә нурғун оқ тәгкәнликини вә дохтурханида қутқузуш үнүм бәрмәй қаза қилғанлиқини билдүрди. қораллиқ һуҗумда йәнә бир кишиниңму йариланғанлиқи уқтурулди.

бихәтәрлик қисимлири һуҗумниң җавабкарлирини тепиш үчүн тәкшүрүш башлиди.

шималий сантандер валий мәһкимиси җинайәт гумандарини тепишқа йардәм беридиғанларға 13 миң доллар мукапат берилидиғанлиқини елан қилди.

коломбийә пирезиденти густав петро җем васкесниң өлүмидин чоңқур қайғурғанлиқини билдүрүп: «тәптиш мәһкимисидин әтраплиқ тәкшүрүшни тәләп қилимиз, униң бирдинбир гунаһи чириклик җинайәтлирини доклат қилиш иди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر