хитай иран вә исраилийәни оттураһал болушқа чақирди

хитай иран вә исраилийәни оттураһал болушқа чақирди вә оттура шәрқтә тоқунушниң күчийип кәтмәсликини үмит қилидиғанлиқини вә урушниң дәрһал ахирлаштурилиши керәкликини билдүрди.

2127383
хитай иран вә исраилийәни оттураһал болушқа чақирди

түркийә авази радийоси хәвири: йавропа иттипақи билән бир қисим дөләтләр иранниң исраилийәгә қилған һава һуҗумини әйиблиди вә тәрәпләрни мөтидилликкә чақирди.

йавропа иттипақи ташқи мунасивәт вә хәпсизлик сийасити алий вәкили җосеп боррел иҗтимаий алақә суписи X дики йазмисида: «йавропа иттипақи иранниң исраилийәгә қаратқан қобул қилғусиз һуҗумини қаттиқ әйибләйду. бу мисли көрүлмигән бир җиддийчиликтур, районниң бихәтәрликигә еғир тәһдиттур» деди.

әнгилийә баш вәзири риши сунакму X һесабатидики йазмисида: «иран һакимийитиниң исраилийәгә қилған пәрвасизларчә һуҗумини әң күчлүк шәкилдә әйибләймән. иран йәнә бир қетим өзиниң арқа бағчисиға маламанчилиқ уруқини теришни халайдиғанлиқини көрсәтти» деди.

фирансийә ташқи ишлар министири стефан сеҗорни вә голландийә вақитлиқ һөкүмити баш министири марк руттему иранниң исраилийәгә қаратқан һуҗумини әң күчлүк әйибләйдиғанлиқлирини билдүрди.

германийә баш министири олаф шолз иранниң исраилийәгә қилған һава һуҗумини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини билдүрүп: «бу мәсулийәтсиз вә һеч бир шәкилдә йоллуқ һесабланмайдиған һуҗум билән иран районда кәң көләмлик от апити хәвипи йаратмақта» деди.

данийә ташқи ишлар министири ларс локке расмуссенму иранниң исраилийәгә қилған һуҗумини қаттиқ әйиблиди вә иранниң оттура шәрқтики «муқимлиқни бузуш роли» ни қобул қилғили болмайдиғанлиқини билдүрди.

силовенийә, норвегийә, авистирийә, чех вә полшаму иранниң исраилийәгә қилған һуҗумини әйибләйдиғанлиқини билдүрди.

италийә вә белгийәму бу өзгиришләрни диққәт вә әндишә ичидә көзитиватқанлиқини елан қилди.

парис қолтуқи һәмкарлиқ кеңиши баш катипи җасим муһәммәд әл будәвий йазма байанатида, районниң муқимлиқи вә хәлқиниң бихәтәрликигә тәһдит салидиған һәр қандақ җиддийчиликниң алдини елиш үчүн һәрқайси тәрәпләрни йуқири сәвийәлик мөтидиллиққа чақирди.

биразилийә, венезуела, мексика вә хитайму иран вә исраилийәни оттураһал болушқа чақирди вә оттура шәрқтә тоқунушниң күчийип кәтмәсликини үмит қилидиғанлиқини вә урушниң дәрһал ахирлаштурилиши керәкликини билдүрди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر