германийә теһранға учидиған нөвәтчи айропиланларни тохтитиш қарариниң муддитини йәнә узартти

германийә авиатсийә ширкити иранниң пайтәхти теһранға учидиған нөвәтчи айропиланларни бихәтәрлик сәвәбидин вақтинчә тохтитиш қарарини 18 - апрелғичә узартқанлиқини елан қилди.

2127205
германийә теһранға учидиған нөвәтчи айропиланларни тохтитиш қарариниң муддитини йәнә узартти

түркийә авази радийоси хәвири: байанатта, вәзийәт анализидин кейин теһранға учидиған нөвәтчи айропиланларни вақтинчә тохтитиш қарар қилинғанлиқи билдүрүлди вә «йолучиларниң  шундақла айропилан хадимлириниң бихәтәрлики һәмишә әң муһим иштур» дейилди.

байанатта, авиатсийә ширкити <Lufthansa> ниң пәқәт һөкүмәтниң баһалашлирини асас қилип, шундақ қарар чиқармиғанлиқи, әксичә нөвәттики бихәтәрлик вәзийитини бивастә анализ қилип, мустәқил қарар чиқарғанлиқи тәкитләнди.

авиатсийә ширкити <Lufthansa>  10 – апрелда теһранға учидиған нөвәтчи айропиланларни бихәтәрлик сәвәбидин 11 - апрелғичә тохтатқанлиқини елан қилған иди.

авиатсийә ширкити <Lufthansa> ниң ахбарат ишханиси тәрипидин 11 - апрелда елан қилинған байанатта, бихәтәрлик сәвәбидин теһранға учидиған нөвәтчи айропиланларни вақтинчә тохтитиш қарариниң 13 - апрелғичә узартилғанлиқи билдүрүлгән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر