америка, җәнубий корейә вә йапонийә шәрқий деңизда бирләшмә һәрбий маневир өткүзди

шәрқий деңизда 4-айниң 10-күнидин 12-күнигичә өткүзүлгән маневир җәрйаниа йапонийәниң бир уруш парахоти, америка билән җәнубий корейәниң башқурулидиған бомбилири ишлитилди.

2127090
америка, җәнубий корейә вә йапонийә шәрқий деңизда бирләшмә һәрбий маневир өткүзди

түркийә авази радийоси хәвири: үч дөләттин кәлгән су асти парахотлириму қатнашқан маневирда алақә вә санлиқ мәлуматлардин тәң бәһримән болуштин тартип, издәш вә қутқузуш паалийәтлиригичә болған һәр хил синақлар елип берилди.

үч тәрәп рәһбәрлири учришишидин илгириму җәнубий хитай  деңизида америка, филиппин, авистиралийә вә йапонийә тунҗи қетим бирләшмә деңиз маневири өткүзгәниди.

ақсарайда өткүзүлгән америка-йапонийә-филиппин үч тәрәп башлиқлар йиғини даирисидә, америка пирезиденти җо байдин 10-апрел йапонийә баш вәзири кишида фумио билән айрим, 11-апрел филиппин пирезиденти фердинанд маркос һәмдә кишида билән үч тәрәплик учришиш өткүзгәниди.

башлиқлар йиғинида, «хитайниң күнсери күчийиватқан нопузиға қарши һинди-тенч окйанда тинчлиқ вә муқимлиқ орнитиш һәмкарлиқи бәрпа қилиш» пикри оттуриға чиққаниди.

вашингтонда өткүзүлгән башлиқлар йиғини америка, йапонийә вә филиппин рәһбәрлирини бир йәргә җәм қилған тунҗи қетимлиқ үч тәрәп йиғини болғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر