америка: җиддийчилик иранниң мәнпәәтигиму уйғун әмәс

америка қошма иштатлири җиддийчиликниң күчийишиниң иран, район йаки дунйаниң мәнпәәтигә уйғун әмәсликини оттуриға қойди.

2126980
америка: җиддийчилик иранниң мәнпәәтигиму уйғун әмәс

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси матев миллер күндилик мухбирларни күтүвелиш йиғинида, вашингтонниң оттура шәрқтики җиддийликниң күчийип кетиш хәвпидин қайғуруватқанлиқини, иранниң исраилийәгә қаратқан тәһдитиниң кишини әндишигә салидиғанлиқини билдүрди вә американиң бу тәһдитләргә қарита исраилийәни толуқ қоллайдиғанлиқини әскәртти.

америка ташқи ишлар министири антоний блинкенниң бу мәсилини чөридәп дипломатик хизмәтләрни ишләватқанлиқини, бу даиридә түркийә, хитай вә сәуди әрәбистанлиқ кәсипдашлири, шундақла йавропадики иттипақдашлири билән алақиләшкәнликини билдүргән миллер, министир блинкенниң иранға ениқ учур берилишини халайдиғанлиқини байан қилип: «җиддийликниң күчийиши иран, район йаки дунйаниң мәнпәәтигә уйғун әмәс» деди.

исраилийә 1-апрел иранниң дәмәшиқтики әлчиханисиниң консулхана бинасиға һавадин һуҗум қилип, иран инқилаб  муһапизәтчилири қисимлириниң икки генералини өз ичигә алған йәттә әскирини өлтүргән. һуҗумда йәнә сүрийә пуқраси алтә киши һайатидин айрилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر