исираилийә иранға вә вакаләтчилиригә тәһдит салди

исираилийә баш министири нетанйаһу иранға вә иранниң қоллиши астидики гуруппиларға, «ким бизгә зийан салса йаки зийан селишқа урунса, бизму униңға зийан салимиз» дәп тәһдит салди.

2125183
исираилийә иранға вә вакаләтчилиригә тәһдит салди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә баш министирлиқ ишханиси нетанйаһуниң бихәтәрлик кабенти йиғинидин илгири байанат елан қилғанлиқини билдүрди.

нетанйаһу иранниң йиллардин буйан бивастә йаки вакаләтчилири арқилиқ исираилийәгә қарши һәрикәт қилғанлиқини тәкитләп, «бу сәвәбтин, исираилийә иран вә вакаләтчилиригә қарши һуҗум қилиду» деди.

исираилийә 1-апрел (2024) сүрийә пайтәхти дәмәшиқтики иран әлчихана бинасиға һавадин һуҗум қилған иди. һуҗумда, иран инқилабий муһапизәт қисминиң икки генералини өз ичигә алған йәттә иранлиқ вә алтә сүрийәлик җенидин айрилған иди.

иран вәқәдин кейин тез сүрәттә өч алидиғанлиқини вә буниңға американиң җавабкар икәнликини елан қилған иди. тел авив болса, мәзкур һуҗумниң җавабкарлиқини рәсмий йосунда үстигә алмиған иди.

исираилийә армийәси дәмәшиқтики иран әлчихана бинаси һуҗумға учриғандин кейин, «һава мудапиәсини күчәйтиш» үчүн запас әскәрләрни вәзипигә чақирған вә дәм еливатқан әскәрләрниң рухсәтлирини бикар қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر