нато қурулғанлиқиниң 75-йиллиқи тәбрикләнди

белгийә пайтәхти бирйусселда өткүзүлүватқан нато ташқи ишлар министирлири йиғининиң иккинчи күни, иттипақ қурулғанлиқиниң 75-йиллиқини тәбрикләш билән башланди.

2124718
нато қурулғанлиқиниң 75-йиллиқи тәбрикләнди

түркийә авази радийоси хәвири: нато баш катипи столтенберг нато мәркизидә өткүзүлгән иттипақ қурулғанлиқиниң 75-йиллиқини тәбрикләш мурасимида сөз қилди.

у сөзидә, иттипақниң кеңийиши үчүн зор тиришчанлиқларни көрситидиғанлиқлирини билдүрди.

нато ташқи ишлар министирлири бүгүн (4-апрел) ки йиғинда, 2022-йили 24-февралдин буйан русийәниң ишғалиға қарши урушуватқан украинаға үнүмлүк һәрбий йардәм қилишни музакирә қилиду. бу рамкида, нато-украина кеңиши йиғини ечилиду.

йиғинға, украина пирезиденти володимир зеленский тор арқилиқ қатнишиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر