исраилийә ливанниң җәнубидики чегра районлирини топқа тутти

исраилийә армийәси ливанниң җәнубидики чегра районларни тәң бирла вақитта зәмбирәк билән қаттиқ бомбардиман қилди.

2124090
исраилийә ливанниң җәнубидики чегра районлирини топқа тутти

түркийә авази радийоси хәвири: ливанниң рәсмий хәвәр агентлиқи «NNA» ниң хәвиригә асасланғанда, исраилийә армийәси зәмбирәк вә «меркава» типлиқ танкилар билән чегра районидики шәһәрләрни  топқа тутқан.

исраилийә қисимлири ливан чеграсиға җайлашқан айта шаб, рамим, әддухайра, накура вә ләбәниййә қатарлиқ шәһәрләргә һуҗум қилған.

танка вә зәмбирәкләр билән қилинған һуҗумниң һазирму давамлишиватқанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر