антонийо гутеррес исраилийәниң һуҗумни «виҗдансизлиқ» дәп әйиблиди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес исраилийәниң ғәззәдики һуҗумлири җәрйанида инсанпәрвәрлик йардәм хадимлирини өлтүргәнликигә қарита «виҗдансизлиқ» дәп баһа бәрди.

2124078
антонийо гутеррес исраилийәниң һуҗумни «виҗдансизлиқ» дәп әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: антонийо гутеррес X иҗтимаий алақә адресида исираилийәниң инсанпәрвәрлик йардәм хадимлириға һуҗум қилғанлиқи тоғрисида учур һәмбәһирлиди.

гутеррес учурида, исраилийәниң қорқунчлуқ һава һуҗуми нәтиҗисидә, ғәззәдики хәлқара мәркизи ашхана (WCK) тәшкилати хадимлириниң  өлтүрүлгәнликини әскәртип, бу қетимқисини қошқанда, 7 – өктәбирдин буйан исраилийә өлтүргән инсанпәрвәрлик йардәм хадимлири саниниң 196 гә йәткәнликини билдүрди.  

гутеррес булардин 175 нәпириниң б д т хадимлири икәнликини әскәртип, инсанпәрвәрлик йардәм хадимлириниң өлтүрүлүшиниң виҗдансизлиқ икәнликини тәкитлиди.

исраилийәниң ғәззәдә дәйрәлбәлаһ райониға қилған һуҗумида, хәлқара йардәм тәшкилати «WCK» ниң йәттә хадими өлтүрүлгән иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر