финландийәдә башланғуч мәктәпкә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

финландийәниң вантаа шәһиридә бир башланғуч мәктәптә йүз бәргән қораллиқ һуҗумда нурғун кишиниң йариланғанлиқи хәвәр қилинди.

2123595
финландийәдә башланғуч мәктәпкә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: <BBC> ниң хәвиригә асасланғанда, сақчилар 800 оқуғучиси вә 90 хизмәтчиси болған мәктәптә қораллиқ һуҗум қилиш вәқәси йүз бәргәнликини вә һуҗумда нурғун кишиниң йариланғанлиқини һәмдә бир гумандарниң қолға елинғанлиқини елан қилған.

райондики аһалиләр нәқ мәйдандин йирақ турушқа чақириқ қилинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر