туск: дунйа йеңи бир уруш дәвригә қәдәм қойди

полша баш министири доналд туск дунйаниң йеңи уруш дәвригә қәдәм қойғанлиқини оттуриға қойди.

2122258
туск: дунйа йеңи бир уруш дәвригә қәдәм қойди

түркийә авази радийоси хәвири: полша баш министири доналд туск дунйаниң иккинчи дунйа уруши (1939-1945)дин буйанқи әң һалқилиқ дәврни баштин кәчүрүватқанлиқиға ишарәт қилип, дунйаниң йеңи уруш дәвригә қәдәм қойғанлиқини қобул қилиш керәкликини тәкитлиди.

доналд туск мухбирларға байанат берип, кәлгүси икки йилниң һәммини бәлгиләйдиғанлиқини илгири сүрүп: «мән һечкимни қорқутушни халимаймән, әмма уруш нөвәттә өтмүштә қалған бир нәрсә әмәс. бу бир реаллиқ болуп, икки йил илгири башланди. һазир кишини әң әндишигә салидиғини, һәр қандақ сенарийәниң йүз бериш мумкинчиликиниң барлиқидин ибарәт һәқиқәттур» деди.

полша баш министири украина вәзийитиниң бир йил илгирикигә селиштурғанда мурәккәп, әмма уруш башланған (2022-йилдикигә қариғанда) көп йахши икәнликини байан қилип: «бизниң асаслиқ вәзипимиз украинани русийә ишғалийитидин қоғдаш вә уни бир пүтүн һаләттики мустәқил дөләт сүпитидә сақлап қелиш болуши керәк» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر