хитай билән һиндистан йеңи сөһбәт өткүзгән

хитай билән һиндистан һималайадики талаш-тартишлиқ чегра районлиридики зиддийәтни һәл қилиш үчүн йеңи сөһбәт өткүзди.

2121901
хитай билән һиндистан йеңи сөһбәт өткүзгән

түркийә авази радийоси хәвири: хитай ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, чегра ихтилаплирини һәл қилиш үчүн елип бериливатқан хитай-һиндистан чегра мәсилиси мәслиһәт бериш вә маслаштуруш хизмәт механизминиң 29-қетимлиқ йиғининиң пайтәхт бейҗиңда өткүзүлгәнликини хәвәр қилди.

байанатта, икки дөләтниң ташқи ишлар, дөләт мудапиәси, көчмәнләр вә башқа министирлиқларниң мәсуллири қатнашқан йиғинда, «чеградики әһвал нормал башқуруш вә контрол басқучиға өтүшини капаләткә игә қилиш үчүн, икки тәрәп қобул қилалайдиған пиланни балдуррақ тәййарлаш мәсилисидә пикир бирликигә кәлгәнлики» билдүрүлди.

һиндистан ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида болса, «әмәлий контрол линийәси (LAC) ниң ғәрбидики мәсилиләрни һәл қилиш вә өзара чекинишни тамамлаш тоғрисида пикир алмаштурулди» дейилди.

һәр икки дөләтниң байанатида, тәрәпләрниң чегра районида тинчлиқ вә хатирҗәмликни сақлаш үчүн, дипломатик һәмдә һәрбий йоллар арқилиқ даимлиқ алақини сақлашниң муһимлиқи көрситилди.

хитай билән һиндистан оттурисидики һималайа теғи билән қоршалған ениқ болмиған чегра линийәси, дөләтләр оттурисида игилик һоқуқи маҗиралириға сәвәб болмақта. еқин су, көл, музлуқ вә қарлиқ чоққиларни өз ичигә алған 3500 кивадрат километирлиқ чегра, һәмишә тәрәпләрни бир-биригә қарши кәлтүрмәктә.

бейҗиң «җәнубий тибәт» дәп атайдиған һиндистанниң аруначал прадеш өлкисидики 90 миң кивадрат километирлиқ йәрниң игилик һоқуқини тәләп қилса, йеңи деһли ақсай-хитай егизликини қаплиған 38 миң кивадрат километирлиқ йәрниң хитай тәрипидин ишғал қилинғанлиқини илгири сүрүп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر