гиретсийә таратқуси: ғәрбниң русийә сийасити түркийәни чоң күчкә айландуруп қойди

гиретсийә мәтбуатлириниң йеқинқи анализлирида ғәрбниң русийәгә қарши сийасәтлириниң түркийәни дәриҗидин ташқири чоң дөләткә айландуруп қойғанлиқи илгири сүрүлди.

2122236
гиретсийә таратқуси: ғәрбниң русийә сийасити түркийәни чоң күчкә айландуруп қойди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң мудапиә санаити саһәсидики илгириләшлириму гиретсийә мәтбуатлирида йәнә бир қетим гәвдиләнди.

гретсийәдики даңлиқ хәвәр тор бекәтлириниң бири болған «News Break»: «ғәрбниң русийә дүшмәнлики түркийәни <дәриҗидин ташқири чоң дөләт>кә айландурди. болупму мудапиә санаитидә түркийә бир санаәт күчигә айланди...» дәп йазди.

анализ мақалисидә, ғәрб дунйасиниң русийәгә тутқан позитсийәси вә русийәгә қарши сийасәтлириниң районға көрсәткән тәсирлири муһакимә қилинди.

бу әһвалниң түркийә мудапиә санаити мәһсулатлириға болған қизиқишни ашурғанлиқиға ишарәт қилинған мақалидә, түркийәниң америка қошма иштатлириға әң көп зәмбирәк оқи сатидиған дөләт болушқа тәййарлиниватқанлиқи тәкитләнди.

мақалидә, америка дөләт мудапиә министирлиқиниң бу йил тапшуруп алидиған шәкилдә бир түркийә ширкитидин 116 миң данә җәңгә тәййар зәмбирәк оқи сетивалғанлиқи, йәнә бир түрк ширкитиниң тексас иштатида завут қурғанлиқи, 2025-йилға барғанда, бу ширкәтниң 155 м.м лик зәмбирәк оқлириниң тәхминән %30 ини америкада ишләпчиридиғанлиқи әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر