исираилийә армийәси ливанниң җәнубиға һуҗум қилған

исираилийә армийәсиниң йеқинқи 24 саәттә ливанниң җәнубиға қилған һава һуҗумида, 16 киши җенидин айрилди.

2121493
исираилийә армийәси ливанниң җәнубиға һуҗум қилған

түркийә авази радийоси хәвири: ливан н н а (NNA) агентлиқиниң хәвиридә билдүрүлишичә, исираилийә армийәси ливанниң чегра райониға җайлашқан накура дики бир қәһвәханини бомбардиман қилған.

бомбардиманда, үч киши җенидин айрилип, нурғун киши йариланған.

исираилийә армийәси йәнә, тәйр харфа базирида исламий изчи җәмийитиниң қоғдаш хадимлири туридиған бир бинани бомбардиман қилип, алтә кишиниң җенидин айрилишиға сәвәб болған.

исираилийә армийәси хаббарийә базиридики әл исламийә җамаитиниң җиддий қутқузуш хадимлириға һавадин һуҗум қилип йәттә кишиниң өлүмини кәлтүрүп чиқарған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر