песков: америка диққәтни чечишқа урунуватиду

димитрий песков, америка қошма иштатлириниң москвадики крокус шәһәрлик һөкүмәт залида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини даешниң садир қилғанлиқи еһтималлиқида чиң туруп, кишиләрниң диққитини чечишқа урунуватқанлиқини илгири сүрди.

2121588
песков: америка диққәтни чечишқа урунуватиду

түркийә авази радийоси хәвири: русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димитрий песков, америка қошма иштатлириниң москвадики крокус шәһәрлик һөкүмәт залида йүз бәргән террорлуқ һуҗумини даешниң садир қилғанлиқи еһтималлиқида чиң туруп, кишиләрниң диққитини чечишқа урунуватқанлиқини ейтти.

песков «известийа гезити»ниң соаллириға җаваб берип: «биз тәкшүрүш давамлишиватқан болғачқа, диққитимизни бирла хил еһтималлиққа мәркәзләштүрмәйватсақ, америкалиқларниң бирла еһтималлиқни күнтәртиптә туруп турушқа җүрәт қилиши, һеч болмиғандиму ғәлитә иш. бу әлвәттә, уларниң башқа бир еһтималлиқниң нәзәрдин сақит қилинишини үмид қилидиғанлиқидин дерәк бериду» деди.

песков америка, украина вә башқа дөләтләрниң байанатлири арқилиқ немигә йәтмәкчи болғанлиқини чүшиниш үчүн, сәврчанлиқ билән русийә истихбарат вә тәкшүрүш органлириниң хизмитини тамамлишини сақлаш керәкликини ейтти.

буниңдин илгири, русийә федератсийә бихәтәрлик идариси башлиқи александир бортников консерт залидики һуҗумниң арқисида америка, әнглийә вә украинаниң барлиқини җакарлиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر