хитай түркийәниң мудапиә санаити мәһсулатлириниң експорттики мувәппәқийитини хәвәр қилди

түркийәниң мудапиә санаити мәһсулатлириниң експорттики мувәппәқийити дунйаниң күн тәртипидин орун елишни давамлаштурмақта.

2121512
хитай түркийәниң мудапиә санаити мәһсулатлириниң експорттики мувәппәқийитини хәвәр қилди

түркийә авази радийоси хәвири: дунйа мәтбуатлири тарихтики әң йуқири сәвийигә йәткән түркийәниң мудапиә санаити експорт нисбитини йеқиндин көзәтмәктә.

бу мувәппәқийәтләр хитай мәтбуатлириниңму күн тәртипидин орун алди.

хитай армийәсигә тәвә «дөләт мудапиә гезити», «түркийәниң мудапиә експорти тарихтики әң йуқири сәвийигә йәтти» сәрләвһилик хәвәр елан қилди.

гезитниң хәвиридә дөләт мудапиә санаити мәһсулатлири екиспортиниң бултур %25 ешип, 5 милйард 500 милйон долларға йәткәнлики тәкитләнди.

түркийәниң бу нисбәт билән дунйа қорал базирида 12 - орунға өрлигәнлики уқтурулди.

хәвәрдә експорт қилиниватқан мәһсулатларниң даирисиниң кәңлики тәрәпкә алаһидә диққәт тартилип, «түркийә қуруқлуқ вастилиридин учқучисиз айропиланғичә нурғунлиған заманиви мәһсулатларни експорт қилмақта» дейилди.

түркийәниң мудапиә санаити мәһсулатлириниң шималий атлантик әһди тәшкилати өлчәмлиригә толуқ мас келидиғанлиқи вә иттипақ әзалиридин оттура шәрқ дөләтлиригичә нурғун дөләтләргә експорт қилиниватқанлиқи әскәртилди.

түркийә мудапиә санаити експортиниң тез ешишиниң сәвәблириму хәвәргә алаһидә киргүзүлди.

түркийәниң күчлүк техникилиқ билим – тәҗрибиләргә иг болуштин башқа йәнә, һөкүмәтниң дөләт мудапиә санаитини тәрәққий қилдүрүшни вә експортини ашурушни актип қоллап қуввәтләватқанлиқи чүшәндүрүлди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر