блинкен: даеш йәнила һәқиқий тәһдит

америка ташқи ишлар министири антоний блинкен даеш террорлуқ тәшкилатиниң «йәнила һәқиқий тәһдит» икәнликини илгири сүрди.

2120876
блинкен: даеш йәнила һәқиқий тәһдит

түркийә авази радийоси хәвири: министир антоний блинкен пайтәхт вашингтонда ирақниң муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири фуад һүсәйин билән көрүшкәндин кейин, таратқуларға байанат бәрди؛ у ирақниң районниң муқимлиқи үчүн «интайин муһим дөләт» икәнликини тәкитлигәндин кейин: «шуни унтуп қалмаслиқимиз керәкки, даеш йәнила һәқиқий тәһдит» деди.

«бу тәһдиткә тақабил туруш вә уни көрүнәрлик азайтиш үчүн йиллардин буйан нурғун йахши хизмәтләрни қилған болсақ, бир қанчә күн илгири русийәдә йүз бәргән дәһшәтлик һуҗум, даешниң йошурун күчини сақлап қалғанлиқини хатириләтти» дегән блинкен, җүмә күни москвадики һуҗумда һайатидин айрилғанлар үчүн «матәм тутуватқанлиқи»ни билдүрди.

министир антоний блинкен сөзини давамлаштуруп: «бу даешқа қарши күрәшни давамлаштурушимиз вә униң қайтидин баш көтүрмәсликигә капаләтлик қилишимиз керәклики тоғрисидики кишини толиму әпсусландуридиған бир әскәртиш» дегәнләрни қәйт қилди.

ирақ муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири һүсәйин, русийәдики һуҗумни әйибләп, дөлитиниң бу террорлуқ тәшкилатиға қарши елип барған күришигә ишарәт қилип өтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر