исраилийә министири б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарариға песәнт қилмайдиғанлиқини билдүрди

исраилийә ташқи ишлар министири йисраил катз б д т хәвпсизлик кеңишиниң рамизан ейи бойичә ғәззәдә уруш тохтитиш қарари чиқарғанлиқиға песәнт қилмастин: «исраилийә урушни тохтатмайду. биз һамасни йоқитимиз» деди.

2120181
исраилийә министири б д т хәвпсизлик кеңишиниң қарариға песәнт қилмайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззә райониниң охшаш болмиған җайлириға қуруқлуқ, һава вә деңиз арқилиқ елип бериватқан вә 32 миң пәләстинликниң өлтүрүлүшигә сәвәб болған исраилийәниң һуҗумлири 172 - күнидиму давамлашмақта.

райондики җиддий вәзийәтни пәсәйтиш үчүн түнүгүн (25-март) муһим бир қәдәм ташланған болуп, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңиши 9 - апрелда ахирлишидиған рамизан ейи бойичә ғәззәдә уруш тохтитишни қарар қилған иди.

исраилийә ташқи ишлар министири йисраил катз X иҗтимаий алақә суписидики йазмисида уруш тохтитиш қарари үстидә тохталди.

у: «исраилийә урушни тохтатмайду. биз һамасни йоқитимиз вә ахирқи (исраилийәлик) әсир қайтқанға қәдәр уруш қилимиз» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر