исираилийә вәкилләр өмикиниң вашингтон зийаритини әмәлдин қалдурди

исираилийә рәфаһ шәһиригә қилинидиған һәрбий һәрикәтни музакирә қилиш үчүн америка пайтәхти вашнгтонға баридиған вәкилләр өмикиниң зийаритини әмәлдин қалдурди.

2120387
исираилийә вәкилләр өмикиниң вашингтон зийаритини әмәлдин қалдурди

түркийә авази радийоси хәвири: исираилийә американиң б д т хәвпсизлик кеңишидә қобул қилинған ғәззәдә уруш тохтитишқа мунасивәтлик қарар лайиһәсигә аваз бериш һоқуқидин ваз кәчкәнликигә  наразилиқ билдүрүп, рәфаһ һәрбий һәрикитини музакирә қилиш үчүн вашингтонға баридиған вәкилләр өмикиниң зийаритини әмәлдин қалдурғанлиқини елан қилди.

исираилийә баш министирлиқ ахбарат ишханиси байанат елан қилип, б д т хәвпсизлик кеңишидә бир битәрәп авазға қарши 14 аваз билән қобул қилинған лайиһәгә наразилиқ билдүрди.

американиң бир қанчә күн илгири уруш тохтитишни ғәззәдики әсирләрниң қойуп берилишигә бағлиған б д т хәвпсизлик кеңишидики «изчил мәйданидин ваз кәчкәнлики» әскәртилгән байанатта, «америка әсирләрни қойуп бериш шәрти болмиған уруш тохтитиш чақириқини рәт қилмиди» дейилди.

американиң битәрәп турғанлиқиниң, вашингтонниң уруш башланғандин буйан б д т хәвпсизлик кеңишидики изчил мәйданидин рошән һалда арқиға чекингәнликини билдүридиғанлиқи қәйт қилинған байанатта:

«бу арқиға чекиниш һәм уруш тохтитиш тиришчанлиқиға һәмдә әсирләрни қойуп бериш тиришчанлиқлириға зийанлиқ. чүнки хәлқаралиқ бесим, әсирләрни қойуп бәрмәй туруп уруш тохтитишни капаләткә игә қилиш мәсилисидә һамасни үмидләндүриду» дейилди.

байанатта, исираилийәниң рәфаһ шәһиригә һуҗум қилишини музакирә қилиш үчүн вашингтонға баридиған вәкилләр өмики зийаритини әмәлдин қалдурғанлиқи әскәртилди.

б д т хәвпсизлик кеңиши ғәззәдә рамизан ейида (11-марттин 9-апрелғичә) узун муддәтлик вә сиҗил уруш тохтитиш тәклип қилинған қарар лайиһәсини қобул қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر