блинкен: рәфаһқа қаритилмақчи болған «қуруқлуқ һәрикити»ниң башқа таллашлири бар

америка ташқи ишлар министири антоний блинкен исраилийәниң рәфааһ шәһиридә елип бармақчи болуватқан «қуруқлуқ һәрикити»ниң башқа таллашлириниң барлиқини оттуриға қойди.

2120340
блинкен: рәфаһқа қаритилмақчи болған «қуруқлуқ һәрикити»ниң башқа таллашлири бар

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, министир антоний блинкенниң пайтәхт вашингтонда зийарәттә болуватқан исраилийә дөләт мудапиә министири йоав галлант билән көрүшкәндә ениқ позитсийә билдүрүп,  американиң исраилийәниң рәфаһта «қуруқлуқ һәрикити» елип беришиға қарши икәнликини, буниң башқа таллашлириниңму барлиқини билдүргәнликини уқтурди.

байанатта көрситилшиичә, министир блинкен йәнә исраилийә мудапиә министири билән ғәззәдики пуқраларниң еһтийаҗини қандуруш үчүн тездин инсанпәрвәрлик йардәмлириниң миқдарини көпәйтиш мәсилисиниму музакирә қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر