әрменийәдә 3 киши сақчи идарисиға қол бомбиси билән һуҗум қилишқа урунди

әрменийәниң пайтәхти йереванда 3 киши қол бомбиси билән сақчи идарисиниң бинасиға һуҗум қилишқа урунди.

2119651
әрменийәдә 3 киши сақчи идарисиға қол бомбиси билән һуҗум қилишқа урунди

түркийә авази радийоси хәвири: әрменийә рәсмий хәвәр агентлиқи «Armenpress» ниң хәвиригә асасланғанда, кимлики намәлум 3 һуҗумчи қол бомбиси билән пайтәхт йеревандики нор норк районлуқ сақчи идарисиниң бинасиға барған.

һуҗумчилар сақчилар билән көрүшүп, бир қисим тәләпләрни оттуриға қойған, бу җәрйанда қол бомбиси партлиған.

партлашта, һуҗумчилардин иккиси йариланған. йариланған һуҗумчилар кейин дохтурханиға апирилған.

һуҗумчиларниң үчинчиси сақчилар билән бир мәзгил сөһбәтни давамлаштурған, андин сақчилар тәрипидин назарәткә елинған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر