нетанйаһу шунчә наразилиқларға писәнт қилмастин, рәфаһқа һуҗум қилиш тәрсалиқини давамлаштурмақта

исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу ғәззәниң җәнубидики 1 милйон 500 миң пәләстинлик панаһланған рәфаһ шәһиригә қуруқлуқтин һуҗум қилиш мумкинчилики тоғрисида тохтилип: «биз рәфаһқа киримиз вә конкрет ғәлибини қолға кәлтүримиз» деди.

2119676
нетанйаһу шунчә наразилиқларға писәнт қилмастин, рәфаһқа һуҗум қилиш тәрсалиқини давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: бенйамин нетанйаһу йәһудийлиқ етиқадидики пурим байрими мунасивити билән бир сақчиханини зийарәт қилди.

нитанийаһу тәврат етиқадиға асасән йәһудийларниң пурим байримида мәғлуб қилған иран падишаһи аһашверушниң вәзири һаманни има қилған һалда, ғәззә районидики һамасниң рәһбири йәһйа синварни йоқитидиғанлиқини ейтти.

баш министир нетанийаһу заманиви иранниң йәһудийларниң дөлитини йоқитишқа уруниватқанлиқини тәкитлиди.

нетанийаһу хәлқара җәмийәтниң наразилиқиға қаримастин, ғәззәниң җәнубидики рәфаһқа қарита башлиниши мөлчәрлиниватқан һуҗум һәққидә тохтилип: «биз рәфаһқа киримиз вә конкрет ғәлибини қолға кәлтүримиз» деди.

нетанийаһу 22-мартта тел авивни зийарәт қилған америка ташқи ишлар министири антони блинкен билән көрүшкәндин кейин, исираилийәниң ғәззәниң җәнубидики рәфаһқа кирмәй туруп һамасқа қарши ғәлибә қилалмайдиғанлиқини, һәмдә буни американиң йардимиға тайинип әмәлгә ашурушни үмид қилидиғанлиқини, әмма мәҗбур қалған әһвалда өзи йалғуз болсиму бу һәрикәтни қилидиғанлиқини ейтқан иди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر