һамас исраилийәниң дохтурханиларға қиливатқан һуҗумлири һәққидә байанат елан қилди

пәләстин қаршилиқ көрситиш тәшкилати һамас исраилийәниң 7-өктәбир (2023) дин буйан қиливатқан һуҗумлирида, ғәззә районидики дохтурханиларни һуҗум нишани қилишиниң « хәлққә қарши йоқитиш уруши қиливатқанлиқиниң испати» икәнликини билдүрди.

2119712
һамас исраилийәниң дохтурханиларға қиливатқан һуҗумлири һәққидә байанат елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һамасниң йазма байанатида, исраилийәниң ғәззәниң җәнубидики хан йунус шәһиригә җайлашқан әмәл дохтурханиси вә насир дохтурханисиға қилған һуҗумлириға наразилиқ билдүрди.  

байанатта, «исраилийә әмәл дохтурханиси вә насир дохтурханисиға һуҗум қилмақта. ғәззәдики сәһийә системиси вә дохтурханиларға қарита фашистларчә һуҗумларни давамлаштурмақта» дейилди.  

байанатта, исраилийәниң шифа дохтурханисида садир қилған җинайәтлириниму давамлаштуруватқанлиқи тәкитләнди.

байанатта: «бу әһвал исраилийәниң ғәззә районидики барлиқ йашаш имканийәтлирини, болупму дохтурханиларни йоқитиш арқилиқ кишиләрни өз земинидин қоғлимақчи болуватқанлиқини, хәлқимизгә қарши йоқитиш уруши елип бериватқанлиқини испатлайду» дейилди.

исраилийәниң барлиқ хәлқаралиқ келишимләргә вә хәлқаралиқ қанунларға хилаплиқ қилғанлиқи әскәртилип: «дунйаниң көзи алдида хәлқимизгә қарита өткүзүлүватқан бу җинайәтләргә қарши һечким һәрикәткә өтмәйватиду» дейилди.

исраилийә армийәсиниң шифа дохтурханисиға 18-мартта қилған һуҗумида, 170 тин артуқ пәләстинликниң шеһит қилинғанлиқи уқтурулған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر