америкада вақитлиқ хамчот тәстиқланди

америка пирезиденти җо байдин хамчот қанун лайиһисини тәстиқлиди. йерим күн тақалған дөләт органлири қайтидин ечилди.

2119395
америкада вақитлиқ хамчот тәстиқланди

түркийә авази радийоси хәвири: америка палатасиниң һәр икки қанити тәң тәстиқлиған 1 тирилйон 200 милйон долларлиқ хамчот рәсмий йолға қойулди.

байдин бу хамчотниң америкалиқларниң кәлгүсигә мәбләғ селиш икәнликини, иқтисад вә дөләт бихәтәрликини күчәйтидиғанлиқини ейтти.

гәрчә хамчот қобул қилинған болсиму, әмма җумһурийәтчиләр партийәси чегра бихәтәрликигә аҗритилған мәбләғтин рази болмиди.

байдинму қошумчә қанунлар билән чегра бихәтәрлик тәдбирлирини музакирилишиш керәкликини ейтти.

сабиқ пирезидент доналд трампни қоллайдиған җумһурийәтчиләр партийәси «дөләт қәрзи 35 тирилйон долларға йәткән америкада бундақ чоң хамчот кәлгүси үчүн йахши әмәс» дегән қарашлирини билдүрмәктә.

1 тирилйон 200 милйард долларлиқ вақитлиқ хамчотта йәнә, исраилийә үчүнму 3 милйард 800 милйон долларлиқ мудапиә йардәм йүрүшлүк пулиниң барлиқи һәмминиң диққитини тартмақта.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر