блинкен: рәфаһқа һуҗум қилишниң хата икәнликини чүшәндүримән

америка ташқи ишлар министири антони блинкен исираилийә зийаритидә даириләргә «ғәззәниң җәнубидики рәфаһ шәһиригә һуҗум қилишниң хата болидиғанлиқи» ни чүшәндүридиғанлиқини ейтти.

2118819
блинкен: рәфаһқа һуҗум қилишниң хата икәнликини чүшәндүримән

түркийә авази радийоси хәвири: оттура шәрқ зийарити даирисидә мисир пайтәхти қаһирәгә йетип барған америка ташқи ишлар министири антони блинкен, мәнсәпдеши самиһ шүкри билән көрүшти.

у мухбирларни күтүвелиш йиғинида, ғәззәдә уруш тохтитишниң «қийин, әмма мумкин» икәнликини билдүрди.

у: «рәфаһқа қуруқлуқтин һуҗум қилмайму һамасни йәңгили болиду» деди.

у исираилийәдә мәсул даириләр билән көрүшүп, рәфаһқа һуҗум қилишниң «хата» болидиғанлиқини чүшәндүридиғанлиқини әскәртти.

у мундақ деди:

«бизниң қаришимизчә, исираилийә-һамас урушиниң ахирлишиши, пәләстин дөлитиниң қурулуши вә исираилийәниң бихәтәрликиниң капаләткә игә қилинишини өз ичигә алиду» деди.

антони блинкен исираилийә ғәззәгә һуҗум қилишни башлиған 7-өктәбир (2023) дин буйан оттура шәрқни алтә қетим зийарәт қилған болди. у бу қетимқи алтинчи қетимлиқ оттура шәрқ зийаритини түнүгүн (21-март) сәуди әрәбистанниң җиддә шәһиридин башлиған иди. униң мисир зийаритини ахирлаштуруп исираилийәгә баридиғанлиқи күтүлмәктә.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر