америка һусийларниң учқучисиз һава вә капитансиз деңиз аппаратлирини етип чүшүрди

америка қошма иштатлири йәмәндики иран қоллаватқан һусийларниң бир учқучисиз һава аппарати билән бир капитансиз деңиз аппаратини «йоллуқ қоғдиниш даирисидә» йоқитип ташлиғанлиқини билдүрди.

2118476
америка һусийларниң учқучисиз һава вә капитансиз деңиз аппаратлирини етип чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка армийәси мәркизи қоманданлиқ иштаби-сентком (CENTCOM) иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида һуҗум тоғрисида байанат елан қилип, бирләшмә армийәниң қизил деңизда һусийларниң бир учқучисиз һава аппаратини етип чүшүргәнликини вә бир капитансиз деңиз аппаратини пачақлап ташлиғанлиқини уқтурди.

америка машинилириға һечқандақ зийан йәтмигәнликигә ишарәт қилинған байанатта: «бу һәрикәтләр деңиз қатниши әркинликини қоғдаш вә хәлқара деңиз тәвәликини америка америка деңиз армийәси вә сода парахотлири үчүн техиму бихәтәр һаләткә кәлтүрүш үчүн елип берилди» дегән ибариләргә орун берилди.

йәмәндики иран қоллаватқан һусийлар 31-өктәбир (2023) дин буйан исираилийәниң ғәззәдики һуҗумлиридин интиқам алидиғанлиқини илгири сүрүп, йәмән деңиз тәвәликидә исираилийә ширкәтлири билән четишлиқи барлиқини илгири сүргән сода парахотлирини мусадирә қилишни, бәзилиригә учқу вә башқурулидиған бомбиларни ишлитип һуҗум қилишни давамлаштурмақта.

дунйадики нурғун хәлқаралиқ деңиз тирансипорт ширкәтлири һусийларниң һуҗумлиридин кейин қизил деңиздики парахот қатнишини бикар қилди.

америка дунйа деңиз содисиниң хәтәргә дуч кәлгәнликини илгири сүрүп, 2023-йили 18-декабир бир қатар дөләтләрниң аваз қошуши билән, һусийларға қарши «дөләт параванлиқини қоғдаш әтрити» дегән нам астида хәлқаралиқ деңизда вәзипә өтигүчи қисим тәшкиллигәнликини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر