канада қорал екиспортини тохтатти, исираилийә наразилиқ билдүрди

канада ташқи ишлар министири мелайне җоли (Melanie Joly) һөкүмәтниң исираилийәгә қорал сетишни тохтитидиғанлиқини билдүрди.

2117760
канада қорал екиспортини тохтатти, исираилийә наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: канада ташқи ишлар министири мелайне җоли  «торонто стар» гезитиниң зийаритини қобул қилғанда, авам палатаси пәләстин һәққидә қобул қилған бәлгилимигә бойсунуш мәҗбурийити болмисиму, һөкүмәтниң «исираилийәгә қорал екиспорт қилиш» ни тохтитидиғанлиқини қәйт қилди.

у һөкүмәтниң һәрбий техника вә мәһсулатларни тәстиқлаш йаки рәт қилиш һоқуқиниң барлиқини билдүрүп, исираилийәгә қорал сетишни тохтитиш қарариниң символлуқ болмайдиғанлиқини тәкитлиди.

у 8-йанвар (2024) исираилийәгә һәрбий малзимә вә техника екиспорт қилишни вақитлиқ тохтатқан иди.

исираилийә ташқи ишлар министири катз канаданиң қарариға наразилиқ билдүрди.

у: «канада һөкүмитиниң, йашанғанлар, айаллар, кичик балиларни өз ичигә алған бигунаһ исираилийәликләргә вә инсанийәткә қарши җинайәт өткүзгән һамас қатиллири алдида, исираилийәниң қанунлуқ өзини қоғдаш һоқуқиға палта чапқан бу һәрикити сәвәбидин чоңқур қайғурдум. тарих һамини бир күни канаданиң бу һәрикитини сотқа тартиду» деди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر