таҗани: украинаға әскәр әвәтишниң 3-дунйа урушини кәлтүрүп чиқириш хәвпи бар

италийәниң муавин баш министири, қошумчә ташқи ишлар министири антонийо таҗани шималий атлантик әһди тәшкилати — нато әскәрлирини украинаға әвәтишниң 3-дунйа урушини кәлтүрүп чиқириш хәвпи барлиқини ейтти.

2116258
таҗани: украинаға әскәр әвәтишниң 3-дунйа урушини кәлтүрүп чиқириш хәвпи бар

түркийә авази радийоси хәвири: таҗани веронадики бир паалийәттә соалларға җаваб берип, фирансийә президенти еммануел макронниң украинаға әскәр әвәтиш мумкинчилики һәққидики сөзи тоғрисида тохтилип: «мениңчә, нато украинаға кирмәслики керәк. мән бундақ бир ишниң йүз бәрмәсликини үмид қилимән. у йәргә берип русийә билән уруш қилиш үчинчи дунйа урушиниң йүз бериш хәвпидин дерәк бериду» деди.

таҗани өзлириниң русийә билән урушмайватқанлиқини тәкитләп: «биз хәлқара қанун вә украинаниң әркинликини йақлаватимиз, әмма биз русийә билән уруш қилмайватимиз. биз кийевға һәр хил һәрбий, иқтисадий вә техникилиқ қоралларни бериватимиз, әмма урушқа қатнишиш маңа нисбәтән бир хаталиқтәк билиниватиду вә барлиқ италийәликләр буни халимайду» деди.

у йәнә, италийә әскәрлириниң украинаға беришиниң мумкин әмәсликини қайта тәкитләп, италийә армийәсиниң қизил деңизда сода парахотлирини қоғдаш җәһәттә һәмдә ливан, ирақ вә африқада йахши ишларни қилип, тинчлиқ сақлаватқанлиқини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر