америка вә әнглийә айропиланлири һудәйдәни бомбардиман қилған

йәмәндә иран қоллаватқан хусийлар америка вә әнглийә айропиланлириниң һудәйдә шәһирини алтә қетим һавадин бомбардиман қилғанлиқини елан қилди.

2115876
америка вә әнглийә айропиланлири һудәйдәни бомбардиман қилған

түркийә авази радийоси хәвири: хусийларниң «әлмәсирә телевизийәси», америка билән әнглийә айропиланлириниң һудәйдә шәһирини бомбардиман қилғанлиқи тоғрисида йеңи мәлуматларни хәвәр қилди.

билдүрүлишичә, америка-әнглийә айропиланлири йеқинқи 24 саәттә охшимиған районларға 10 қетим һава һуҗуми қилған.

хәвәрдә, хусийларниң исираилийә 7-өктәбир (2023) ғәззәгә һуҗум башлиғанлиқи сәвәбидин, нойабир (2023) дин тартип қизил деңиз вә әдән қолтуқида, исираилийә, америка вә әнглийәниң болуп җәмий 73 парахотқа зәрбә бәргәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر