америка украинаға җиддий һәрбий йардәм әвәтиду

америка һөкүмити пентагон (дөләт мудапиә министирлиқи) ниң украинаға аҗратқан хамчотида пул қалмиған болсиму 300 милйон долларлиқ «җиддий һәрбий йардәм» әвәтидиғанлиқини елан қилди.

2114686
америка украинаға җиддий һәрбий йардәм әвәтиду

түркийә авази радийоси хәвири: америка дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җек сулливан (Jake Sullivan) ақсарайда өткүзүлгән ахбарат елан қилиш йиғинида, украинаға әвәтилидиған йардәмниң тәпсилий мәзмуни үстидә тохталди.

у пентагонниң украинаға аҗритилған хамчоти ахирлашқан вә йардәм үчүн 60 милйард долларлиқ қошумчә йардәм тәклип лайиһәси конгрәдин өтмигән болсиму, кийевға җиддий йардәм қилишқа мәҗбур икәнликлирини билдүрди.

у: «украинаниң қолида йетәрлик оқ-дориси қалмиди. бу уруш сәплиридә земин вә әскәрлирини йоқитип қойушқа сәвәб болмақта. буниңдин башқа, истратегийәлик мәнидин ейтқанда, америка билән нато иттипақиға хираҗәт елип келиду. украинаға әвәтилидиған 300 милйон долларлиқ җиддий һәрбий йардәм пәқәт украина армийәсигә қисқа вақит йетиду, узунға бармайду, шуңа конгрәдә сақлиниватқан қошумчә хамчот қанун тәклип лайиһәси балдуррақ мақуллиниши керәк» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر