һиндистан бирдин көп оқ беши елип йүрәләйдиған йәрлик башқурулидиған бомбисини синақ қилди

һиндистан бирдин көп оқ беши елип йүрүш иқтидариға игә йәрлик башқурулидиған бомбисиниң тунҗи етиш сениқини мувәппәқийәтлик елип барди.

2114145
һиндистан бирдин көп оқ беши елип йүрәләйдиған йәрлик башқурулидиған бомбисини синақ қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һиндистан баш министири нарендра моди X иҗтимаий алақә суписида һәмбәһирлигән учурида, синақ етишиниң мувәппәқийәтлик елип берилғанлиқини билдүрүп, мудапиә санаитиниң тәрәққийати үстидә тохталди.

нарендра моди бу башқурулидиған бомбиға бир-биридин мустәқил нишанларға айрим айрим зәрбә берәләйдиған бирдин көп оқ беши орнитилғанлиқини билдүрди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر