гиретсийә түркийә учқучисиз һава аппаратлириға қарши қалқан системиси қурушни пиланлимақта

гиретсийә дөләт мудапиә министири никос дендийас түркийәниң байрақтар TB-2 учқучисиз һава аппаратлириға қарши «қалқан системиси гүмбизи қуридиғанлиқлири»ни ейтти.

2114187
гиретсийә түркийә учқучисиз һава аппаратлириға қарши қалқан системиси қурушни пиланлимақта

түркийә авази радийоси хәвири: никос дендийас «нафтемпорики» гезитиниң соаллириға җаваб бериш җәрйанида, гиретсийә армийәсини ислаһ қилип, өзлириниң мудапиә техникиси пирограммисини тәрәққий қилдуридиғанлиқлирини ейтти.

йеқинқи үч йилда дунйа вә райондики сийасий җуғрапийәлик ениқсизлиқниң күчийип кәткәнликини, гиретсийәниң һәр хил әһвалларға тәййарлиқ қилиши керәкликини тилға алған дендийас, мухбирниң: «украина 21-әсирдә учқучисиз һава аппарати вә учқучисиз һава аппарати чүшүрүш системилириниң муһим рол ойнайдиғанлиқини көрситип бәрди. қошна түркийә бу саһәдә көрүнәрлик илгириләшләрни қолға кәлтүрди. гиретсийәниң (бу җәһәттики) әһвали қандақ?» дегән соалиға: «ениқки, бу саһәдики техника тәрәққийати дунйа миқйасидики урушларниң (характерини) өзгәртти. мән әрменийәни ахирқи қетим зийарәт қилғанда, учқучисиз һава аппаратлириниң заманиви җәң мәйданида қандақ ишлитилгәнлики тоғрисида әтраплиқ учурға ериштим. билгиниңиздәк, бу дөләтниң (әрменийә) армийәси байрақтар қатарлиқ учқучисиз һава аппаратлирини кәң көләмдә ишлитиватқан бир армийә (әзәрбәйҗан)ниң һуҗумиға учриди. биз әрменийә билән мудапиә һәмкарлиқи орнитимиз. гиретсийә бу саһәдики иқтидарини күчәйтиш үчүн тиришиватиду. биз гиретсийә земинини қаплайдиған учқучисиз һава аппаратлирини чүшүрүветидиған гүмбәз (қалқан системиси) қуримиз» дәп җаваб бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر