хитай «каан» дин әнсирәшкә башлиди

түркийәниң күрәшчи айропилани «каан», базар үлүшини йоқитип қойушни халимайдиған хитайға охшаш дөләтләрни әндишәгә салмақта.

2113893
хитай «каан» дин әнсирәшкә башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: хитайниң түркийәниң күрәшчи айропилани «каан» әндишәси, хитай таратқулирида «каан <J-35> ләрниң херидарлирини тартивелишни халамду?» дегән сәрләвһә астида әкс әтти.

хитайниң бир хәвәр тор бетидә, түркийәниң каан билән 5-әвлад күрәшчи айропилани тәрәққий қилдурған дөләт болғанлиқи алаһидә әскәртилди.

хәвәрдә, каанниң аваздин тез учидиғанлиқи вә һәрикәт қабилийитиниң йуқири икәнлики, радарда көрүнмәйдиған алаһидиликкә игә икәнлики тәкитләнди.

көрүнмәслик дәриҗисиниң болса, хитай, америка вә русийә қатарлиқ рәқиплириниңкидин техиму йахши икәнлики қәйт қилинди.

хәвәрдә мундақ дейилди:

«түркийә қораллиқ учқу байрактар <TB-2> вә каанға охшаш қорал-йарағлири билән, хитайниң қорал-йарағ базиридики үлүшини тартивелиши мумкин.»

пакистан билән болған һәмкарлиқни әслитидиған хәвәрдә, каанниң хитайниң «J-35» айропиланиниң сода риқабитигә бесим елип келидиғанлиқи тоғрисидики анализлар алаһидә диққәт қозғиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر