б д т ливийәгә чақириқ елан қилди

бирләшкән дөләтләр тәшкилати ливийә алаһидә вәкили абдуллай батили ливийәни пирезидентлиқ вә парламент әзалири сайлимиға йетәкләйдиған йеңи бир бирләшмә һөкүмәт қурушқа чақирди.

2113312
б д т ливийәгә чақириқ елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: абдуллай батили иҗтимаий таратқу һесабидики йазма байанатида, пайтәхт тириполида дөләт алий кеңишиниң мәмликәтлик йаришиш гурупписиниң әзалири билән көрүшкәнликини билдүрди.

батили учришишта, дөләт алий кеңиши мәмликәтлик йаришиш бирләшмиси әзалирини ливийәдики барлиқ партийәләр арисида ортақ тонуш һасил қилидиған вә дөләтни сайламға йетәкләйдиған йеңи бир бирләшмә һөкүмәт қуруш үчүн давамлиқ тиришишқа илһамландурғанлиқини тилға алди.

абдуллай батили: «ливийәдики сийасий мусапиниң илгирилишигә тәсир йәткүзидиған тосалғуларни музакирә қилип, бу сийасий тосалғуларни йеңишниң керәклик йоллири вә васитилирини көздин кәчүрдуқ» деди.

 


خەتكۈچ: #ливийә , #б д т

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر