сүрийәниң шималида террорчиларға зәрбә берилди

сүрийәниң шималиға җайлашқан һәләб вилайитиниң тәл рифат наһийәсидики ишғалийитини давамлаштуруватқан бөлгүнчи терорлуқ тәшкилати — п к к / й п г ниң азәз районидики сүрийә миллий армийәси алдинқи сепигә соқунуп киришкә урунуши тосуп қелинди.

2112852
сүрийәниң шималида террорчиларға зәрбә берилди

түркийә авази радийоси хәвири: йерим кечидә азәзниң җәнубиға җайлашқан мәраназ районидики сүрийә миллий армийәси алдинқи сепигә соқунуп киришкә урунған террорчилар, қаравуллар билән тоқунушти.

соқунуп кириш урунуши тосуп қелинди؛ тоқунушта талапәткә учриған п к к / й п г террорчилири чекинишкә мәҗбур болди.

террорчилар соқунуп киришкә урунған районларға қуруқлуқтин қуруқлуққа қаритип етилидиған қоралларни ишлитип һуҗум қилди.

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати—п к к / й п г 2016-йилидин буйан ишғал қилип туруватқан тел рифат вә мунбиҗ районидин пайдилинип, сүрийә миллий армийәси алдинқи сепигә һуҗум қилишни давамлаштуруп кәлмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر