шиветсийә натоға рәсмий қобул қилинди

шиветсийә америка пайтәхти вашингтонда өткүзүлгән әза болуш мурасими билән, натониң рәсмий 32-әзаси болди.

2112729
шиветсийә натоға рәсмий қобул қилинди

түркийә авази радийоси хәвири: нато баш катипи столтенберг екс (X) адресида учур һәмбәһрләп, шиветсийәниң натоға рәсмий әза болғанлиқини билдүрди.

у учурида, «шиветсийә натониң 32-әзаси болди вә аримизда өзигә лайиқ орунға игә болди. дүшәнбә (11-март) нато мәркизидә байриқини чиқиришини төт көз билән күтмәктимән. шиветсийәниң натоға әза болуши натони техиму күчлүк, шиветсийәни вә иттипақни техиму бихәтәр қилиду» деди.

натониң бу һәқтики йазма байанатиға асасланғанда, нато мәркизидә 11-март шиветсийәниң әзалиқи үчүн рәсмий мурасим өткүзүлидикән.

баш катип столтенберг вә шиветсийә баш министири улф кристерсонниң мурасимға қатнишидиғанлиқи вә шиветсийәниң байриқи чиқирилидиғанлиқи қәйт қилинди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) ниң 23-йанвар (2024), венгирийә парламентиниң 26-феврал тәстиқлиши нәтиҗисидә, барлиқ нато дөләт парламентлиридики тәстиқ мусаписиниң ахирлишиши билән, шиветсийәниң әзалиқи ахирқи басқучқа кәлгән иди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر