ғәззә сәһийә министирлиқи хәлқара тәшкилатлардин қан ианә қилишни тәләп қилди

ғәззәдики сәһийә министирлиқи барлиқ хәлқаралиқ тәшкилатлардин исраилийә 7-өктәбирдин буйан һуҗум қилишни давамлаштуруватқан район хәлқигә қан тәқдим қилишни тәләп қилди.

2112788
ғәззә сәһийә министирлиқи хәлқара тәшкилатлардин қан ианә қилишни тәләп қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ғәззәдики сәһийә министирлиқи йазма байанат елан қилип, дунйа сәһийә тәшкилати, хәлқара қизил крест җәмийити, әрәб вә ислам дөләтлиридики қизил һилал ай вә әрәб қан мулазимити оргини қатарлиқ тәшкилатларға хитаб қилди.

байанатта, бу тәшкилатларниң ғәззәдики йаридарлар вә башқа бимарларниң һайатини сақлап қелиш үчүн барлиқ қан типлиридин қан ианә қилиши, шундақла қан халтиси вә қан типини тәкшүрүш материйаллири әвәтиши тәләп қилинди.

байанатта йәнә, ғәззә хәлқиниң сәргәрданлиқ вә ачарчилиққа дучар қилинған болушиға қаримай, уруш башланғандин буйан 40 миң посулкидин артуқ қан тәқдим қилғанлиқи алаһидә тәкитләнди.

исраилийә армийәси 7-өктәбирдин буйан давам қиливатқан ғәззә һуҗумлири җәрйанида сәһийә тармақлириға еғир зәрбә бәрди.

ғәззәдики сәһийә министирлиқиниң 6-марттики байанатиға қариғанда, исраилийәниң һуҗумилирида һазирға қәдәр 364 теббий хадим қаза қилған, 269 киши тутқун қилинған, 155 давалаш аппарати вәйран болған, 126 қутқузуш машиниси ишләткили болмайдиған һаләткә чүшүп қалған, 32 дохтурхана билән 53 давалаш мәркизи хизмәттин тохтиған.

исраилийәниң 7-өктәбирдин буйан давам қиливатқан ғәззә һуҗумлирида қаза қилған пәләстинликләр сани 31 миңға йеқинлашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر