америка парахотида икки хадимниң җенидин айрилғанлиқи билдүрүлди

йәмәндә иран қоллаватқан хусийлар әдән боғузида башқурулидиған бомбилар билән зәрбә берилгән америка парахотиға от кәткәнликини елан қилди.

2112279
америка парахотида икки хадимниң җенидин айрилғанлиқи билдүрүлди

түркийә авази радийоси хәвири: хусийларниң һәрбий байанатчиси йәһйа сәри екс (X) адресида елан қилған байанатида, «американиң әдән боғузидики <TRUE CONFIDENCE> парахотиға нурғун башқурулидиған бомбилар етилди, парахотқа от кәтти» деди.

у мәзкур һуҗумниң парахот хадимлири «агаһландуруш» ларни рәт қилғандин кейин, қилинғанлиқини әскәртти.

у хусийларниң «мәзлум пәләстин хәлқини қоллаш вә йардәм қилишта, диний, әхлақий шундақла инсаний бурчлирини давамлиқ ада қилидиғанлиқлири» ни тәкитләп, исираилийәниң пәләстин хәлқигә йүргүзүватқан қоршавини әмәлдин қалдуруп, ғәззәгә қиливатқан һуҗумлирини тохтатқичә қизил деңиз билән омман деңизидики һуҗмулириниң давамлишидиғанлиқини қәйт қилди.

әнглийәниң санаа әлчиханиси екс (X) бетидә йазма байанат елан қилип, хусийларниң һуҗумида икки парахот хадиминиң җенидин айрилғанлиқини билдүрди. әмма, нам-шәрипи тоғрисида һечқандақ мәлумат берилмиди.

америка һөкүмитиму бу тоғрида һечқандақ мәлумат елан қилмиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر