русийә пүткүл йавропа билән уруш қилишқа тәййарлиниватамду?

русийә федератсийәси баш қоманданлиқ иштаби һәрбий пәнләр академийәси мудири генерал виладимир заруднитски украина урушиниң пүткүл йавропаға кеңийип кетиш мумкинчилики барлиқини ейтти.

2112498
русийә пүткүл йавропа билән уруш қилишқа тәййарлиниватамду?

түркийә авази радийоси хәвири: русийә хәвәр агентлиқи  — реаниң билдүрүшичә, заруднитски бу сөзни русийә дөләт мудапиә министирлиқиниң «һәрбий чүшәнчә» намлиқ журнилидики бир парчә мақалисидә оттуриға қойған.

заруднитски мақалисидә: «биз украинадики тоқунушниң кәскинлишип кетиш еһтималлиқини нәзәрдин сақит қилалмаймиз. русийә билән болған һәрбий тоқунушқа ишлитилидиған <вакаләтчи күчләр>ниң сани көпийиши, һәтта йавропада кәң көләмлик уруш партлиши мумкин» дегән.

генерал заруднитски қарашлирини оттуриға қойушни давамлаштуруп: «дөлитимизгә қаритилған һәрбий тәһдитниң асаслиқ мәнбәси русийә пүтүнләй аҗизлитип, игилик һоқуқини чәкләп, земин пүтүнликигә зийан йәткүзүш үчүн йеңи типтики арилашма уруш қиливатқан америка вә униң иттипақдашлириниң русийәгә қарши сийасәтлиридур. дөлитимизниң қәстән йеңи һәрбий тоқунушларға иттирилиш еһтималлиқи көрүнәрлик дәриҗидә ашмақта» дегәнләрни қәйт қилған.

заруднитский йәнә, русийә әскәрлирини қайта тәртипкә селиш тоғрисидиму пикир байан қилип, «пүткүл русийә җәмийитини мудапиә еһтийаҗи әтрапида бирлишиш»кә чақирған.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر