ким җоңун армийәгә уруш маневирлирини күчәйтиш буйруқи чүшүрди

шималий корейә рәһбири ким җоңун армийәгә уруш маневирлирини күчәйтиш буйруқи чүшүрди.

2112269
ким җоңун армийәгә уруш маневирлирини күчәйтиш буйруқи чүшүрди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий корейә хәвәр агентлиқи (KCNA) ниң хәвригә асасланғанда, ким җоңун җәнубий корейә вә американиң шималий корейәниң «йадро вә башқурулидиған бомба тәһдити» гә қарши чекиндүргүч күчини ашуруш мәқситидә давамлаштуруватқан «әркинлик қалқини» маневири башлинип икки күндин кейин, һәрбий базини зийарәт қилған.

ким җоңун мәшиқ әслиһәлири вә һәрбий қисимларниң мәшиқлирини көздин кәчүрүш җәрйанида, армийәгә күчтүңгүр дүшмәнләрни вә уларниң «уруш отини туташтуридиған әң кичик урунушлири» ни контроллуқ астиға елиш, уруш қилиш иқтидарини йуқири көтүрүш үчүн маневирларни көпәйтишни буйруған.

ким җоңун җәнубий корейә билән американиң бирләшмә маневирини әйибләп, бу дөләтләрниң еғир бәдәл төләйдиғанлиқи һәққидә агаһландурған.

җәнубий корейә билән америка «ортақ мудапиә мәйданини күчәйтиш» мәқситидә 4 - март (2024) та «әркинлик қалқини» намлиқ бирләшмә һәрбий маневирни башлиған иди.

маневирда икки дөләтниң ортақ мудапиә мәйданини күчәйтишниң мәқсәт қилинғанлиқи, қуруқлуқ, деңиз, һава вә тор қораллири арқилиқ көп саһәлик мәшғулатларға һәмдә йадро мәшғулатлириға инкас қайтурушқа мәркәзлишидиғанлиқи билдүрүлгән иди.

шималий корейә болса, бу хил бирләшмә һәрбий маневирларни «таҗавузчилиқ мәшиқи» дәп тәриплигән. сеул вә вашингтон даирилири болса, һәрбий маневирларниң мудапиә мәқсәтлик икәнликини тилға алған вә шималий корейәниң әйибләшлирини рәт қилған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر