һизбуллаһ исраилийәгә башқурулидиған бомбилар билән бир күндила 11 қетим һуҗум қилди

һизбуллаһ һәрикити ливанниң җәнубидин исраилийәниң чегра районидики һәрбий база вә олтурақ районлириға башқурулидиған бомба һәмдә башқа охшимиған қораллар билән 11 қетим һуҗум қилғанлиқини елан қилди.

2111597
һизбуллаһ исраилийәгә башқурулидиған бомбилар билән бир күндила 11 қетим һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: һизбуллаһ йеқинқи 24 саәт ичидә ливан земинидин исраилийәгә қилинған һуҗумлар һәққидә байанат елан қилди.

байанатта, исраилийәниң ливанниң җәнубидики һула йезисиға қилған вә үч пуқра җенидин айрилған һуҗумиға җавабән исраилийәниң кирйат шмона билән кфар билум олтурақ райониға онларчә катуша атқанлиқи, бағдади вә биркәт ришә базиси шундақла 769-шәрқ бригадисиниң кират шмона газармисидики қоманданлиқ мәркизи, һәмдә кәфир шуба чоқулиридики рувәйсат әлаләм базисиниңму башқурулидиған бомбилар, башқа мунасип қораллар билән бомбардиман қилинғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, исраилийәниң чеградики һәрбий базилириға орунлаштурулған икки данә меркава типлиқ танкисиниңму пачақлап ташланғанлиқи уқтурулди.

исраилийә армийәси радийосиниң билдүришичә, ливандин кирйат шмона тәрәпкә 30 башқурулидиған бомба қойуп берилгән, 10 башқурулидиған бомба һава мудапиә системиси тәрипидин етип чүшүрүлгән.

исраилийә қисимлири билән һизбуллаһ һәрикитиниң 8 - өктәбирдин буйанқи тоқунушлирида 232 һизбуллаһ әзаси, 48 ливан пуқраси, 11 амал һәрикити әзаси, 12 һамас әзаси, 12 исламий җиһад һәрикити әзаси вә алтә исраилийә пуқраси вә 11 исраилийә әскири җенидин айрилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر