байдин: ғәззәгә һавадин йардәм әшйалири ташлашни башлаймиз

америка пирезиденти җо байдин алдимиздики күнләрдә ғәззәгә һавадин инсанпәрвәрлик йардими ташлашни башлайдиғанлиқлирини вә районға техиму көп инсанпәрвәрлик йардими йәткүзүп бериш үчүн, исраилийә билән қойуқ алақилишиватқанлиқлирини билдүрди.

2109946
байдин: ғәззәгә һавадин йардәм әшйалири ташлашни башлаймиз

түркийә авази радийоси хәвири: ақсарайда италийә баш министири георгийа мелонини күтүвалған байдин, күнтәртиптики мәсилиләр тоғрисида байанат бәрди.

байдин йардәм сақлаватқан әснада исраилийә армийәси тәрипидин етип өлтүрүлгән ғәззәлик пуқралар һәққидә тохтилип: «ғәззәниң шималида (пәләстинликләр) йардәм күтүватқанда йүз бәргән вәқә ечинишлиқ вә қорқунчлуқ иди. у йәрдики кишиләрниң һайатидин айрилиши толиму ечинишлиқ» деди.

йардәм сақлаватқан бигунаһ кишиләрниң «уруш оти» ичидә қалғанлиқини тилға алған байдин: «улар йардәм күтүватқанда дуч кәлгән әһвални көрдүңлар. биз техиму көп иш қилишимиз керәк, америка болуш сүпитимиз билән, биз чоқум қилимиз» деди вә сөзини давамлаштуруп: «биз алдимиздики күнләрдә ийорданийәгә қошулуп, һавадин (ғәззәгә) инсанпәрвәрлик йардими ташлашни башлаймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

диққәт қилишқа әрзийдиғини шуки, байдин ғәззәгә һавадин йардәм бериш тоғрисида қилған сөзи җәрйанида, ғәззәниң орниға икки қетим «украина» дегән.

байдин исраилийә тәрәп билән районға техиму көп йардәм йәткүзүп бериш мәсилиси тоғрисидики сөһбәтни давамлаштуруватқанлиқини؛ бу даиридә ғәззәгә деңиз каридори ечип йардәм йәткүзүп бериш мәсилисиниңму музакирә қилиниватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.

исраилийә билән һамасниң алтә һәптилик вақитлиқ уруш тохтитиш келишими һасил қилишини қолға кәлтүрүш үчүн алаһидә күч чиқарғанлиқлирини билдүргән байдин, бу мәзгилдә әсирләрниң қойуп берилиши вә ғәззәгә йетәрлик дәриҗидә йардәм йәткүзүп берилшииниң мумкинликини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر