иран йеңи сүрәткә елиш сүний һәмраһини  орбитаға орунлаштурғанлиқини елан қилди

иран йеңи тәтқиқат вә сүрәткә елиш сүний һәмраһи «Pars-1» ниң русийәниң «Soyuz» ракетаси билән қойуп берилип, 500 киломитир йирақлиқтики орбитаға орунлаштурулғанлиқини елан қилди.

2109031
иран йеңи сүрәткә елиш сүний һәмраһини  орбитаға орунлаштурғанлиқини елан қилди

түркийә авази радийоси хәвири: иран дөләтлик телевизийә қанилиниң хәвиригә асасланғанда, «Pars-1» сүний һәмраһи русийәниң вочточни аләм базисидин «Soyuz 2.1b» намлиқ русийә ракетаси билән қойуп берилгән.

«Pars-1» намлиқ сүрәткә елиш вә тәтқиқат сүний һәмраһи 500 киломитир йирақлиқта орбитаға мувәппәқийәтлик орунлаштурулған.

иран аләм тәтқиқат оргини тәрипидин лайиһәлинип йасалған 134 килогирамлиқ сүний һәмраһниң көп тәрәплимилик вә қисқа долқунлуқ инфира қизил нурлуқ камераси билән 100 күнгә йәтмигән вақит ичидә, иран земининиң %95 ни сүрәткә елиш иқтидари барлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر