америка трандинйестердики вәзийәтни йеқиндин көзитиватқанлиқини билдүрди

америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси матев миллер, молдавийәниң бөлүнүш тәрәпдари райони русийәдин йардәм сориғандин кейин, вашингтонниң мәзкур районниң вәзийитини әстайидил көзитиватқанлиқини билдүрди.

2109210
америка трандинйестердики вәзийәтни йеқиндин көзитиватқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: америка ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси миллер бу һәқтә тохтилип: «биз русийәниң йавропада күнсери күчийиватқан таҗавузчилиқ ролини ойлашқан һалда, трансдинйестер районидики һәрикити вә у йәрдики вәзийәтни әстайидиллиқ билән көзитиватимиз» деди.

миллер сөзини давамлаштуруп: «америка молдавийәниң хәлқарада етирап қилинған чегра ичидики игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкини күчлүк қоллайду шундақла чисинав билән тирасполни бирликтә тиришчанлиқ көрситип, днистер дәрйасиниң икки қирғиқидики мәһәллилиләрниң сақлиниватқан мәсилилирини бирликтә һәл қилишқа чақиримиз» дегәнләрни қәйт қилди.

молдавийәниң бөлүнүш тәрәпдари райониниң вәкиллири һөкүмәтниң сақлиниватқан иқтисадий мәсилиләрни һәл қилалмайла қалмай, бастуруш тәдбирлирини йолға қойғанлиқини илгири сүрүп, русийә һөкүмитидин «йардәм» тәләп қилғанлиқлирини елан қилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر