русийә: трансдинйестер райони аһалисини қоғдаш муһим

русийә молдавийәдики мустәқиллиқ тәрәпдари трансдинйестер райони аһалисини қоғдашниң муһим икәнликини елан қилди.

2109185
русийә: трансдинйестер райони аһалисини қоғдаш муһим

түркийә авази радийоси хәвири: русийә хәвәр агентлиқи — тасс, русийә ташқи ишлар министирлиқи әмәлдариниң байанатини асас қилған хәвиридә, москваниң молдавийәдики бөлгүнчи трансдинйестер райониниң қоғдаш тәлипини музакирә қилидиғанлиқини илгри сүрүп: «трансдинйестер аһалисиниң мәнпәәтини қоғдаш (русийәниң) муһим ишлириниң бири. кәлгән барлиқ тәләпләр русийәниң мунасивәтлик органлири тәрипидин әстайидил муһакимә қилиниду»дегәнләрни қәйт қилди.

молдавийәгә җайлашқан вә бир тәрәплимә һалда мустәқиллиқини җакарлиған бөлгүнчи трансдинйестер райони түнүгүн русийәдин қоғдашни тәләп қилишни қарар қилғаниди.

қарарда, молдавийә һөкүмитиниң йеқиндин буйан бу районға қаратқан бесимини ашурғанлиқи вә трансдинйестерда йашайдиған тәхминән 220 миң рус аһалиниң қоғдилиши керәкликигә ишарәт қилинғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر