исраилийәниң ливан чеграсидики олтурақ райони башқурулидиған бомба һуҗумиға учриди

ливанниң җәнубидин исраилийәниң чеградики кирйат шмона олтурақ райониға башқурулидиған бомба һуҗуми елип берилди.

2108550
исраилийәниң ливан чеграсидики олтурақ райони башқурулидиған бомба һуҗумиға учриди

түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә армийәси радиосиниң хәвиридә, ливанниң җәнубидин кирйат шмонаға арқиму арқидин 2 қетим һуҗум қилинғанлиқи билдүрүлди.

олтурақ район нишан қилинған биринчи қетимлиқ һуҗумда 4,  иккинчи қетимлиқ һуҗумда 10 башқурулидиған бомба қойуп берилгәнлики әскәртилгән хәвәрдә, адәм өлүш һадисиси көрүмигәнлики, бәзи башқурулидиған бомбиларниң адәм йоқ өйләргә чүшкәнлики уқтурулди.

ливандики һизбуллаһ һәрикитиму кирйат шмонаға қилинған һуҗум тоғрисида техичә һечқандақ байанат елан қилмиди.

һизбуллаһ 2023-йили 8- өктәбирдин буйан чеграға әң йеқин олтурақ районларға пат пат һуҗум қилип кәлмәктә.

йәнә бир тәрәптин, ливан таратқулириниң хәвәрлиригә асасланғанда, исраилийә уруш айропиланлири ливанниң җәнубидики чегра райониға җайлашқан бәйт лиф, кфар һаммам, маркайун түзләңлики вә һула базириға һуҗум қилған.

исраилийә қисимлири билән һизбуллаһ оттурисида 8 – өктәбирдин буйан чеграда йүз бәргән тоқунушларда, 219 һизбуллаһ әзаси, 43 ливан пуқраси, 11 әмәл һәрикити әзаси, 12 һамас әзаси, 12 исламий җиһад һәрикити әзаси, 6 исраилийә пуқраси вә 11 исраилийә әскири қаза қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر