хитай американиң ембарго қарариға наразилиқ билдүрди

хитай һөкүмити америка қошма иштатлириниң русийәгә йүргүзгән ембарго тизимликигә 17 хитай ширкитини киргүзүшигә наразилиқ билдүрди.

2107858
хитай американиң ембарго қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: хитай сода министирлиқи байанат елан қилип, вашингтонниң чегра һалқип бир тәрәплимә ембарголар арқилиқ җазалаш һоқуқи йүргүзүватқанлиқини вә бу қарарниң «иқтисадий зомигәрликниң типик мисали» икәнликини оттуриға қойди.

байанатта, хитайниң зөрүр тәдбирләрни қоллинип, хитай ширкәтлириниң қанунлуқ һоқуқи вә мәнпәәтини қоғдайдиғанлиқи қәйт қилинди.

хитай ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси мав ниң пайтәхт бейҗиңда өткүзүлгән мухбирларни күтүвелиш йиғинида, хитайниң украина киризисида обйектип вә битәрәп позитсийәдә болуп кәлгәнликини, тинчлиқ сөһбити өткүзүшкә риғбәтләндүрүшни вә киризисқа сийасий чарә тепишқа тиришиватқанлиқини билдүрди.

у хитай билән русийәниң нормал сода вә иқтисадий һәмкарлиқиниң нә үчинчи тәрәпни зийанға учритишни нишан қилмайдиғанлиқини, нә үчинчи тәрәпниң арилишишиға йол қоймайдиғанлиқини тәкитләп, бу сәвәбтин бейҗиңниң хитай ширкәтлиригә қанунсиз җаза йүргүзүшкә қарши туридиғанлиқини билдүрди.

америка 23- феврал (2024) русийә-украина уруши башланғанлиқиниң иккинчи йиллиқи һарписида, хитайниң 9 ширкитини украина урушида русийәгә һәрбий җәһәттин йардәмчи болидиған мәһсулатларниң содисини қилидиғанлиқини илгири сүрүп җаза тизимликигә киргүзди вә 8 ширкәткә експорт чәклимиси қойди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر