блинкен вашингтонда барзани билән көрүшти

америка ташқи ишлар министири антоний блинкен вашингтонда ирақ корд районлуқ һөкүмити баш министири мәнсур барзани билән көрүшти.

2107872
блинкен вашингтонда барзани билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: икки әмәлдар сөһбәт башлаштин илгири мухбирларға байанат берип, америка билән ирақ корд районлуқ һөкүмити оттурисидики мунасивәтниң муһимлиқини тәкитлиди.

американиң ирақ корд районлуқ һөкүмити билән болған мунасивитигә изчил әһмийәт берип кәлгәнликини билдүргән министир блинкен, ирақ вә райондики мәвҗут һәмкарлиқни техиму күчәйтип давамлаштурушниң моһимлиқини оттуриға қойди.

барзани өзиниң вашингтон зийаритидин хушал икәнликини тилға елип, өзлириниң америка билән болған мунасивәтни интайин қәдирләйдиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر